пакистанда имранханни қолға елиш һәрикити бир күн кечиктүрүлди

лаһор алий сот мәһкимиси һөкүмәт вә хәвпсизлик күчлириниң әтигичә (17-март) имранханни қолға елиш һәрикитини тохтитиши тоғрисида қарар чиқарди.

1960910
пакистанда имранханни қолға елиш һәрикити бир күн кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистанда лаһор алий сот мәһкимиси өзи үстидин ечилған сотқа қатнашмиғанлиқи сәвәбидин тутуш қарари чиқирилған сабиқ баш министир имранханниң қолға елиниши үчүн сақчи идариси башлиған һәрикәтни йәнә бир күн кечиктүрүшни қарар қилди.

сот мәһкимиси пакистан адаләт һәрикити партийәсиниң рәһбири имранханниң 19-мартта лаһорда өткүзидиған йиғилишини әмәлдин қалдурди. шундақла һөкүмәт вә өктичи партийәләрдин мәсилини музакирә арқилиқ һәл қилишни тәләп қилди.

исламабад сот мәһкимисиниң сотчиси зафәр иқбал сабиқ баш министир имранхан сотқа қатнашқан әһвалда тутуш қарариниң тохтитип қойулидиғанлиқини билдүрди.

түнүгүн (15-март) лаһор алий сот мәһкимиси сақчиларниң имранханни қолға елиш үчүн башлиған һәрикәтни бүгүн шу йәр вақти әтигән саәт 10.00 ғичә тохтитиш тоғрисида қарар чиқарған иди.

имранханниң қоллиғучилири һәр еһтималға қарши рәһбириниң лаһордики өйи әтрапиға вә йолларға контейнер қойуп, қум халтилири билән тосуқларни һасил қилмақта.

сақчиларниң 14-март имранханни тутуш үчүн башлиған һәрикитидә, қоллиғучилар билән сақчилар оттурисида сүркилишләр йүз берип, 60 тин артуқ сақчи йариланди, 15 намайишчи тутулди. шундақ болсиму, сақчилар имранханни қолға алалмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر