иранда оқуғучиларниң зәһәрлиниш вәқәлиригә четишлиқ бәш киши тутулди

иранниң фарс иштатида бәш кишиниң мәктәпләргә зәһәрлик газ қойуп бәргәнлики сәвәбидин тутулғанлиқи елан қилинди.

1956558
иранда оқуғучиларниң зәһәрлиниш вәқәлиригә четишлиқ бәш киши тутулди

түркийә авази радийоси хәвири: иран оқуғучилар хәвәр агентлиқи (ISNA) ниң хәвиригә қариғанда, иран сақчи идарисиниң байанатчиси сәид мунтазарулмәһди пүткүл мәмликәттә әндишә қозғиған қиз оқуғучиларниң зәһәрлиниш делосиға мунасивәтлик гумандарларни тутушниң тунҗи тәпсилатлири тоғрисида мәлуматларни ашкарилиған.

у: «үч айални өз ичигә алған бәш киши, фарс өлкисиниң ларистан районида қизлар мәктипиниң беғиға зәһәрлик маддиларни ташлиғанлиқи үчүн тутулди» деди.

у гумандарларниң райондики йәттә мәктәпниң беғиға азот гази қачиланған маддини атқанлиқиниң ениқланғанлиқини билдүрүп, тутулған үч айалниң 53 қиз оқуғучиниң зәһәрлинишини кәлтүрүп чиқарған һәрикәтлирини хатириләп, иран һакимийитигә қарши туруш билән көзгә көрүнгән «иран интернатсийонал» телевизийәсигә әвәтип бәргәнликлирини әскәртти.

у гумандарларниң сорақ җәрйанида уларниң мәқситиниң «иран һөкүмитигә бир тәрәплимә қараш вә мәктәпләрдә ишәнчсизлик пәйда қилиш» икәнликини ейтқанлиқини қәйт қилди.

муавин ички ишлар министири миҗит мираһмәди түнүгүнки (7-март) байанатида, оқуғучиларниң кәң көләмдә зәһәрлинишигә четишлиқ икәнлики байқалған бир қисим кишиләрниң бәш штаттики истихбарат органлири тәрипидин тутулғанлиқини билдүргән иди.

иран парламентида зәһәрлиниш вәқәлирини тәкшүрүш комитетиниң әзаси муһәммәд һәсән асфәриму түнүгүнки байанатида, 2022-йили 30-нойабирдин башлап 25 иштаттики 230 мәктәптә 5 миңдин артуқ оқуғучиниң зәһәрләнгәнликини, буларниң көпинчисиниң қизлар икәнликини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر