перудики һөкүмәткә қарши намайишларда 10 әскәр йариланди

перуда һөкүмәткә қарши намайишчилар билән бихәтәрлик қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта, 10 әскәрни қошқанда җәмий 26 киши йариланди.

1955362
перудики һөкүмәткә қарши намайишларда  10 әскәр йариланди

түркийә авази радийоси хәвири: перуниң поно районида йолға тосуқ орнитип чақ көйдүргән намайишчилар билән бихәтәрлик қисимлири оттурисда тоқунуш йүз бәрди.

вәқәдә, 10 әскәр вә 16 намайишчи йариланди, нурғун кишиләр қолға елинди.

сақчилар намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси етип вә  йуқири бесимлиқ су чечип тарқитивәтмәкчи болди. намайишчилар сақчиларға молотоф бомбавә таш етип қаршилиқ көрсәтти.

пайтәхт лимадиму ишчилар уйушмилириниң вәкиллири, оқуғучилар вә йәрлик хәлқләр билән сақчилар оттурисида сүркилиш йүз бәрди.

җули шәһиридә сақчилар билән тоқунушқан намайишчилар, бир сақчиханиға от қойуп бәрди.

перу мәтбуатлириниң хәвиригә асасланғанда, 2022-йили 11- декабирдин буйанқи намайишта қаза қилғанларниң сани 64 кә вә йариланғанларниң сани 1800 гә йәткән.

намайишчилар пирезидент дина болуартениң истепа беришини, парламентниң тақилишини вә дәрһал мудәттин бурун сайлам өткүзүлүшини тәләп қилмақта.

перудики намайишлар сабиқ пирезидент педро кастиллониң 2022-йили 7- декабирда парламент тәрипидин вәзиписидин елип ташлиниши билән башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر