гиретсийәдә пойиз вәқәсидә қаза қилғанлар хатириләнди

гиретсийәдики пойиз вәқәсидә қаза қилғучилар синтагма мәйданида хатириләнди.

1954957
гиретсийәдә пойиз вәқәсидә қаза қилғанлар хатириләнди

түркийә авази радийоси хәвири: гиретсийәниң лариса шәһиригә 26 киломитир келидиған темпей районида бу һәптә йүз бәргән пойиз вәқәсидә һайатидин айрилған 57 киши үчүн синтагма мәйданида йиғилиш өткүзүлди.

гиретсийә коммунист йашлири (KNE) әзалири вә оқуғучилар гуруппилири пайтәхт афинада парламент бинаси җайлашқан синтагма мәйданиға йиғилип, пойиз вәқәсидә һайатидин айрилғанларни хатирилиди.

көпинчиси университет оқуғучилиридин тәшкил тапқан вәқәдә қаза қилғанлар үчүн шам йеқилди.

паалийәтчиләр сомкилирини йәргә тезип символ характерлик «унтуп қалмаймән» дегән хәтни шәкилләндүрди.

төмүр йол хадимлириму бихәтәрлик мәсилилирини кәлтүрүп чиқириватқан ул әслиһә йетәрсизликигә һәмминиң диққитини тартиш үчүн пәйшәнбә күни башлиған иш ташлашни давамлаштурмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر