путин йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисигә қатнишишни тохтитиш қанунини имзалиди

русийә пирезиденти владимир путин «йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси (START)»ға қатнишишини вақтинчә тохтитишни мәзмун қилған қанунни имзалиди.

1953067
путин йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисигә қатнишишни тохтитиш қанунини имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезиденти владимир путин дөлитиниң америка билән қитәләр ара йадро баллистик башқурулидиған бомба иқтидарини тизгинләш тоғрисида түзгән «йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси (START)»ға қатнишишини вақтинчә тохтитишни мәзмун қилған қанунни имзалиди.

русийә дөләтлик қанун учурлири системисида елан қилинған мәзкур қанунға асасән, русийә билән америка оттурисидики тоңлитип қойулған «йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси»гә қайта қошулуш мәсилисигә русийә пирезиденти қарар қилидикән.

владимир путин 21-феврал (2023) федератсийә парламентида қилған сөзидә, русийәниң америка билән йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамисигә қатнишишини вақтинчә тохтатқанлиқини елан қилғаниди.

русийә парламентиниң төвән қанити болған дөләт думасиму 22-феврал бу шәртнамини вақтинчә тохтитишни мәзмун қилған қанунни мақуллиғаниди.

америка қошма иштатлириниң 1991-йили сабиқ совет иттипақи билән, 1993-йили русийә федератсийәси билән имзалиған истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамилири (START 1 ve START 2) ниң давами болған «йеңи истратегийәлик қоралларни қисқартиш шәртнамиси» келишими, вашингтон билән москва оттурисидики иҗра қилиниватқан әң ахирқи йадро келишими болуш алаһидиликигә игә.

бу шәртнамә узун мусапилиқ йадро оқ беши вә башқурулидиған бомбиларға чәклимә қойиду.

2011-йили 5-февралдин башлап иҗра қилиниватқан 10 йиллиқ келишимниң муддити 2021-йили 2-айниң 5-күни тошатти.

русийә пирезиденти путин 2021-йили 29-йанвар шәртнамини 5 йил узартишни мәзмун қилған қарарни имзалиған. 2021-йили 5-феврал америка һөкүмитиму келишимни узартишни қарар қилғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر