конго демократик җумһурийитидә 25  өсмүр гөрүгә тутуп кетилди

конго демократик җумһурийитиниң бас-уле өлкисидә қораллиқ унсурлар 7 си қиз, җәмий 25 нәпәр өсмүрни гөрүгә тутуп кәтти.

1953189
конго демократик җумһурийитидә 25  өсмүр гөрүгә тутуп кетилди

түркийә авази радйоси хәвири: дөләт таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, кимлики техи ениқланмиған қораллиқ унсурлар бас-уле өлкисигә қарашлиқ намангу, замой вә банда йезилириға  һуҗум қилған.

қораллиқлар райондики өй вә хизмәт орунлирини булаң-талаң қилип, 12 йаштин 18 йашқичә болған 7 си қиз, җәмий 25 өсмүрни тутуп кәткән.

ички урушни баштин кәчүрүватқан оттура африқа җумһурийити чеграсидики конго демократик җумһурийитигә қарашлиқ йезилар узундин буйан қораллиқ гуруппиларниң һуҗум нишани болуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر