исйанчилар канчилиқ шәһири рубайаниң контроллуқини тартивалди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики шималий киву өлкисигә қарашлиқ канчилиқ шәһири рубайа исйанчиларниң контроллуқиға өтүп кәтти.

1952465
исйанчилар канчилиқ шәһири рубайаниң контроллуқини тартивалди

түркийә авази радийоси хәвири: конго дөләтлик таратқулириниң хәвиригә асасланғанда, истратегийәлик әһмийәткә игә рубайа шәһири икки күнлүк тоқунуштин кейин «23-март һәрикити» гурупписиниң контроллуқиға өтүп кәткән.

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики нурғун олтурақ районларниң контроллуқини алқиниға киргүзүвалған «23-март һәрикити» әзалири, рубуйа шәһиригә киргәндин кейин, бихәтәрлик қисимлири райондин чекинишкә мәҗбур болған.

«23-март һәрикити» әзалири дөләтниң шәрқидә алға илгириләшни давамлаштурмақта. 25 - февралдиму истратегийәлик муһим шәһәр мушакини игәлливалған иди.

йеқинқи күнләрдә һуҗумлирини көчәйткән «23-март һәрикити» әзалири, райондики нурғун йеза-базарларниң контроллуқини алқинида тутуп кәлмәктә.

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидә паалийәт қиливатқан исйанчи «23-март һәрикити» ниң 2021 - йили нойабирда қайта башланған һуҗумлири, районда турушлуқ миңлиған пуқраниң көчүшигә вә риванда билән конго демократик җумһурийити оттурисида киризис пәйда болушиға сәвәб болған иди.

конго демократик җумһурийити ривандани әйибләп, алтун, колтан вә кобалт қатарлиқ менирал маддилар мол җайларни ишғал қилмақчи болуватқанлиқини вә «23-март һәрикити»  исйанчилирини қоллап - қуввәтләвтқанлиқини илгири сүргән болуп, риванда бу әйибләшләр рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر