макрон африқа истратегийәсини җакарлиди

фирансийә пирезиденти макрон дөлитиниң йеңи африқа истратегийәси рамкисида африқадики фирансийә һәрбий базилириниң санини азайтидиғанлиқлирини җакарлиди.

1952578
макрон африқа истратегийәсини җакарлиди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә пирезиденти макрон 1-марттин 5-мартқичә африқадики төт дөләтни зийарәт қилиштин илгири елсий сарийида байанат елан қилип, фирансийәниң йеңи африқа истратегийәсини җакарлиди.

у фирансийәниң африқадики һәрбий базилирида бир бурулуш нуқтиси һасил қилидиғанлиқлирини вә бу арқилиқ дөлитиниң африқадики образини өзгәртишни, фирансийәгә өчмәнлик қилидиғанлар баһанә сүпитидә пайдилинидиған «өтмүшниң мирасидин йирақлишиш» ни халайдиғанлиқлирини билдүрди.

у кейики һәптиләрдә африқаниң мәдәнийәт байлиқлирини африқаға қайтуруп бериш рамка қануниниң мәдәнийәт министири тәрипидин парламентқа сунулидиғанлиқини билдүрүп, буниң техиму кәң рамка вә йавропа пайдилинидиған усул болушини үмид қилидиғанлиқлирини қәйт қилди.

фирансийә 2014-йилдин тартип малида туруватқан һәрбий қисимлириниң «бархан» һәрикитини, бамако һөкүмитиниң париж билән болған мунасивитиниң йириклишиши сәвәбидин 2022-йили 6-айдин башлап ахирлаштурушқа мәҗбур болған вә барлиқ әскәрлирини бу дөләттин чекиндүргән иди.

буркина фасодики һәрбий һөкүмәт 23-йанвар (2023) өзлириниң фирансийә билән болған һәрбий һәмкарлиқни әмәлдин қалдурғанлиқини җакарлиғандин кейин, париж 2009-йилдин башлап бу дөләткә «сабрә һәрбий һәрикити» рамкисида орунлаштурған барлиқ әскәрлирини 2023-йили 19-феврал чекиндүрүшкә мәҗбур болған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر