дунйа сәһийә тәшкилати хәлқара җәмийәтни йәмәнгә йардәм беришкә чақирди

дунйа сәһийә тәшкилати хәлқара җәмийәтни йәмәндики сәһийә ул әслиһәлири үчүн 392 милйон долларлиқ йардәм беришкә чақирди.

1952500
дунйа сәһийә тәшкилати хәлқара җәмийәтни йәмәнгә йардәм беришкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң йәмән вәкили әдһәм абдулмумин бу һәқтә елан қилған йазма байанатида, мундақ деди: «йәмәнниң сәһийә системисиниң пүтүнләй вәйран болушиниң алдини елиш үчүн, хәлқаралиқ ианә қилғучилар вә башқа шерикләрни йәмәнгә дәрһал вә күчлүк йардәм беришкә чақиримиз.»

абдулмумин йәмән сәһийә системисиниң 12 милйон 900 миң адәмниң муһим еһтийаҗлирини қамдашни давамлаштуралиши үчүн 39 милйон долларлиқ йеңи мәбләғкә еһтийаҗлиқ икәнликлирини қәйт қилди.

у дунйа сәһийә тәшкилати рәһбәрликидә йәмәнниң сәһийә системисини мәбләғ билән тәминләш тоғрулуқ вәдә берилгән болушиға қаримай, һазирғичә бу мәбләғниң пәқәт  %3.5 ниңла топлиналиғанлиқини әскәртти.

абдулмумин бу мәбләғ йиғилмиған тәқдирдә, йәмәнниң сәһийә системисиниң вәйран болушиниң алдини алалмайдиғанлиқлирини әскәртип мундақ деди: «шу вәҗидин, ианә қилғучиларни йәмән хәлқиниң асаслиқ сәһийә хизмәтлирини қоллашни давамлаштурушқачақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر