трамп: үчинчи дунйа уруши бунчивала йеқинлишип бақмиған

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп үчинчи дунйа урушиниң бунчивала йеқинлишип бақмиғанлиқини ейтти.

1949809
трамп: үчинчи дунйа уруши бунчивала йеқинлишип бақмиған

түркийә авази радийоси хәвири:  американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп өзиниң рәсмий интернет тор бетидә 2022-йили 24-феврал башланған украина-русийә урушиниң бир йиллиқи мунасивити билән, «пирезидент трамп айиғи чиқмас урушларниң кәйнидин йүгүргәнләрни вә йәр шарилишишчиларни қоғлайду» темисида бир видео тарқатти.

у видеода, «үчинчи дунйа уруши бунчивала йеқинлишип бақмиған» деди вә «чоңқур дөләт» (deep state)- дөләт мудапиә министирлиқи (пентагон) билән ташқи ишлар министирлиқидики барлиқ уруш күшкүрткүчилири һәмдә йәр шарилишишчиларниң бу органлардин тазилиниши керәкликини илгири сүрди.

у өзиниң «уруш қозғимиған бирдинбир пирезидент» икәнликини әскәртип, вашингтондики бийукратларниң тәвсийәлирини рәт қилип, тоқунушларниң чиқишини тосқанлиқини қәйт қилди.

у украинада 2014-йили йүз бәргән исйанларни әйни вақиттики америка һөкүмитиниң қоллиғанлиқини әскәртип: «америка ташқи ишлар мнистирлиқиниң сийасий ишлар мәслиһәтчиси викторийа нуландқа охшаш, украинани натоға қарап йеқинлаштурған кишилиримиз бар. мән пирезидентиңлар болған болсам, булар һәргизму болмиған болатти. америка ташқи сийаситидә һөкүмран орунда туруватқан чирикләшкән дунйа тәртипидин қутулуш лазим» деди.

у 2024-йили пирезидент болғанда, бу әһвалниң өзгиридиғанлиқини тәкитләп: «тоғра рәһбәрлик астида украина урушини 24 саәт ичидә ахирлаштуралаймиз. мән американиң мәнпәәтини һәммидин муһим дәп билидиған кишиләрни вәзипигә тәйинләймән» деди.

доналд трамп «Truth Social» намлиқ таратқу суписида, америкада пирезидентлиққа намзат болғанларниң намзатлиқини елан қилғандин илгири йаки кейин роһий сағламлиқ җәһәттин тәкшүрүшни қобул қилиши керәкликини тәкитлигән иди.

у намзатларниң җисманий җәһәттин пирезидент болушқа лайиқ йаки әмәсликини испатлайдиған тәкшүрүшниму қобул қилиши керәкликини илгири сүргән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر