мадағасқарда йүз бәргән боран - чапқун апити җанға замин болди

мадағасқарда йүз бәргән «фредди» намлиқ боран – чапқун апитидә төт киши җенидин айрилди.

1950137
мадағасқарда йүз бәргән боран - чапқун апити җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: мадағасқар җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, бу дөләтниң шәрқий саһиллириға еғир талапәт йәткүзгән «фредди» намлиқ боран – чапқун апитидә төт киши җенидин айрилған, 16 миң 660 киши талапәткә учриған.

боран - чапқун апити сәвәбидин кәм дегәндә 10 районда маарип хизмити вақитлиқ тохтитилған.

мәлуматларға қариғанда, һинди окйандики бир аралға җайлашқан мадағасқарда йеңи башланған йамғур пәсли апрел ейиғичә давамлишидикән.

мадағасқарда йанварда йүз бәргән «енесо» намлиқ боран - чапқун апитидиму кәм дегәндә 30 киши җенидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر