малида б д т ниң үч әскири өлтүрүлди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш, муқимлаштуруш әтрити (MINUSMA) ға тәвә үч әскәр, аптомобили йолға орунлаштурулған партилатқучқа соқулуп қаза қилди.

1949561
малида б д т ниң үч әскири өлтүрүлди

түркийә авази радйоси хәвәри: бирләшкән дөләтләр тәшкилати мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш, муқимлаштуруш әтрити (MINUSMA)  ниң твиттер һесабида елан қилинған байанатта, б д т  әскәрлирини елип маңған аптомобил әтритиниң йолға орунлаштурулған партилатқучқа соқулғанлиқи билдүрүлди.

вәқәдә 3 әскәр қаза қилип, 5 әскәрниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

малиниң шимали вә ички қисмиға орунлаштутулған бирләшкән дөләтләр тәшкилати мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш, муқимлаштуруш әтрити (MINUSMA)  да 61 дөләттин кәлгән 15 миңдин артуқ әскәр вә сақчиси вәзипә өтимәктә.

малидики бихәтәрлик кризисидин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш. муқимлаштуруш әтрити (MINUSMA)  2013-йили 25- апрелда қурулған иди.

бүгүнгә қәдәр 180 дин артуқ әскирини йоқутуп қойған «MINUSMA» дунйада  әң көп әскири өлгән б д т тинчлиқ сақлаш қисми» дәп билиниду.

мали б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириға нисбәтән «әң хәтәрлик дөләт» дәп қарилиду.


خەتكۈچ: #б д т , #мали

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر