нигерийәдә «ласса қизитмиси йуқуми» да 53 киши өлди

нигерийәдә һайвандин инсанға тарқилидиған «ласса қизитмиси йуқуми» сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 53 кә йәтти.

1946342
нигерийәдә «ласса қизитмиси йуқуми» да 53 киши өлди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә кесәлликләрни контрол қилиш мәркизи (NCDC) ниң билдүрүшичә, нигерийәдә 1-йанвардин (2023) буйан  пайтәхт әбуҗадин башқа 18 өлкидә 361 киши  «ласса қизитмиси йуқуми»  билән йуқумланған.

бу мәзгилдә «ласса қизитмиси йуқуми»  сәвәбидин җенидин айрилғанларниң сани 53 кә йәткән, 217 адәм дохтурханиға орунлаштурулған.

нигерийә һөкүмити мушу айниң башлирида, «ласса қизитмиси йуқуми» сәвәбидин «җиддий һаләт» елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر