канадада байқалған вә етип чүшүлгән намәлум җисим хитайға тәвә җасуслуқ шариму?

канада баш министири җастин трудо америка һава армийәсигә тәвә F-22 типлиқ күрәшчи айропиланиниң йокон райони һава тәвәликидә намәлум бир җисимни пачақлап ташлиғанлиқини елан қилди.

1945333
канадада байқалған вә етип чүшүлгән намәлум җисим хитайға тәвә җасуслуқ шариму?

түркийә авази радийоси хәвири: канада баш министири җастин трудо иҗтимаий алақә һесабида һәмбәһирлигән учурида, «канаданиң һава тәвәликигә қанунсиз киргән намәлум җисимни етип чүшүрүшкә буйруқ бәрдим. шималий америка аләм қатниши мудапиә қоманданлиқ оргини (NORAD) йокон райони һава тәвәликидики намәлум җисимни пачақлап ташлиди. канада вә америка айропиланлири вә американиң F-22 күрәшчи айропилани һаваға көтүрүлүп, намәлум җисимға мувәппәқийәтлик зәрбә бәрди» деди.

канада баш министири америка пирезиденти җо байдин билән сөзләшкәнликини тәкитләп, «канада армийәси әмдиликтә җисимниң қалдуқлирини чиқирип тәкшүриду. шималий американи көзитишни давамлаштуриватқанлиқи үчүн шималий америка аләм қатниши мудапиә қоманданлиқ оргини (NORAD) қа рәһмәт ейтимиз» деди.

баш министир трудо бу җисимниң шар йаки айропилан икәнлики һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмиди.

америка армийәси йадро қораллар орунлаштурулған монтана иштатида нормалсиз радар һәрикитини байқиғанлиқи сәвәбидин районни қисқа вақитлиқ учушқа тақиди. узун өтмәй бу чәклимә бикар қилинди.

америка бир һәптә илгири хитайниң көзитиш шариниң һава бошлуқиға киргәнликини вә кейин шарниң атлантик окйан асминида америка һәрбий айропилани тәрипидин етип чүшүрүлгәнликини елан қилған иди.

анализчилар, канадада байқалған вә етип чүшүрүлгән намәлум җисимниң хитайға тәвә болуш еһтималлиқини илгири сүрмәктә

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر