булғарийә пирезиденти йавропа иттипақи кеңиши рәиси билән көрүшти

булғарийә пирезиденти румен радев йавропа иттипақи кеңишиниң рәиси чарлез мишел билән көрүшти.

1943715
булғарийә пирезиденти йавропа иттипақи кеңиши рәиси билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: булғарийә хәвәр агентлиқи (BTA) ниң билдүришичә, пирезидент радев билән мишел син йиғини арқилиқ көрүшкән.

йавропа көчмәнләр сийаситидики бәлгилимиләрниң зөрүрлүки музакирә қилинған учришишита, йавропа иттипақиниң ташқи чеграсини шәкилләндүридиған вә биваситә көчмәнләр бесимиға учраватқан дөләтләр билән техиму көп һәмкарлишишиниң лазимлиқи оттуриға қойулди.

24-февралдин (2022) бери давам қиливатқан украина-русийә уруши сәвәб болған йавропадики  начар бихәтәрлик ақивәтлири музакирә қилинған йиғинда йәнә, тоқунушниң йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң иқтисадиға көрситидиған тәсириму күнтәртипкә кәлди.

учришишта, пирезидент радев йавропа иттипақиға қошулуш музакириси елип бериватқан шималий македонийәдә, булғарийәгә қарши сәпәрвәрлик паалийити елип бериватқанлиқини ейтти.

музакириниң 9 - вә 10 - феврал күнлири белгийәниң пайтәхти бирйусселда өткүзүлидиған йавропа иттипақиниң пәвқуладдә рәһбәрләр йиғиниға тәййарлиқ даирисидә елип берилғанлиқи уқтурулди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر