мали һөкүмити б д т ниң мали мудирини «йахтурулмайдиған киши» елан қилди

мали һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш муқимлаштуруш өмики башлиқи шундақла кишилик һоқуқ бөлүминиң мудири гуйлаге нигефа атондоко андалини «йахтурулмайдиған киши» елан қилди.

1942284
мали һөкүмити б д т ниң мали мудирини «йахтурулмайдиған киши» елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мали һөкүмитиниң йазма байанатида, «йахтурулмайдиған киши» елан қилинған андалиға малидин чиқип кетиши үчүн 48 саәт вақит берилгәнлики уқтурулди.

байанатта, андалиниң бир дипломат болуш сүпити билән керәклик мәҗбурийәтлирини ада қилмиғанлиқи вә дөләтниң муқимлиқиға зийан йәткүзидиған һәрикәтләрдә болғанлиқи билдүрүлди.

бамако һөкүмити бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш муқимлаштуруш өмики «MINUSMA» ниң байанатчиси оливер салгадониму өткән йили (2022) ийулда чеградин қоғлап чиқарған иди.

салгадо малиға маңған 49  нәпәр пил чиши саһили әскири қолға елинғандин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мали көп тәрәплимилик бир гәвдиләштүрүш муқимлаштуруш өмики «MINUSMA» ниң  хизмәтлири даирисидә, әскәрләрни қойуп бериш чақириқи елан қилған иди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر