остин америка-җәнубий корейә иттипақини тәкитлиди

америка дөләт мудапиә министири ллойд остин (Lloyd Austin) американиң җәнубий корейәгә бәргән ортақ хәвпсизлик вәдисиниң «тәврәнмигән һаләттә» давамлишиватқанлиқини тәкитлиди.

1939928
остин америка-җәнубий корейә иттипақини тәкитлиди
austin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министири ллойд остин түнүгүн (30-йанвар) икки күнлүк зийарәт үчүн җәнубий корейә пайтәхти сеулға йетип кәлди. у учришишлирини башлаштин илгири җәнубий корейәниң йонхап агентлиқида «иттипақ сақлаватиду» сәрләвһисидә мақалә елан қилди.

у мақалисидә, американиң мунтизим армийәси, йадро вә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш күчи, шундақла җәнубий корейәдики 28 миң америка әскири билән, ортақ мудапиәлиниш вәдисигә әмәл қилидиғанлиқини билдүрүп: «дүшмәнлиримиз вә рәқиплиримиз шуни билиши керәкки, әгәр биримизгә тәһдит салса, бир пүтүн һалда америка-җәнубий корейә иттипақиға тәһдит салған болиду» деди.

у шималий корейәниң йеқинқи йилларда йадро, башқурулидиған бомба вә башқа қоралларни тәрәққий қилдурғанлиқини, б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға қарши һалда рекорт сәвийәдә башқурулидиған бомба синақ қилғанлиқини әскәртип: «американиң җәнубий корейәгә кеңәйтилгән тәврәнмәс вәдисини йәнә бир қетим тәкитләш үчүн бу йәргә кәлдим» деди.

у америка вә җәнубий корейә оттурисидики шериклик мунасивитиниң «тарихтики әң күчлүк, әң җанлиқ вә өзара һәмкарлишидиған иттипақ» икәнликини билдүрүп, шималий корейәниң тәһдитлиригә қарши өткүзүлидиған ортақ һәрбий маневирларниң көлими вә даирисини кеңәйтиш, «җанлиқ уруш амиллири» ни қошуш керәкликини қәйт қилди.

у вашингтон, сеул вә токйо арисидики үч тәрәп хәвпсизлик һәмкарлиқиниң әһмийитини тәкитләп: «америка, җәнубий корейә вә йапонийә бирликтә болғанда, һәммимиз техиму бихәтәр болимиз» деди.

у бүгүн (31-йанвар) җәнубий корейә дөләт мудапиә министири ли җоңсуп вә башқа мәсул әмәлдарлар билән көрүшиду.      



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر