риванда армийәси конгоға тәвә уруш айропиланини етип чүшүрди

риванда армийәси һава тәвәликигә 3 қетим хилаплиқ қилған конго демократик җумһурийитигә тәвә уруш айропиланини етип чүшүрди.

1937550
риванда армийәси конгоға тәвә уруш айропиланини етип чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: риванда дөләт мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, шу йәрниң вақти 17.03 дә, конго демократик җумһурийитигә тәвә «Sukhoi-25» типлиқ күрәшчи айропилан риванда һава тәвәликигә 3 қетим хилаплиқ қилған.

риванд қсимлириниң атқан оқи айропиланиниң гәвдисигә тәгкән вә айропилан гома шәһиригә қонушқа мәҗбур болған. айропиланға от кәткән вә пажарни хадимлири тәрипидин өчүрүвелинған.

риванда 19 – йанварда (2023) чәт әллик йалланма әскәрләрни  топлап, урушқа тәййарлиқ қилиш билән әйибләнгән иди.

конго демократик җумһурийити болса, ривандани дөләтниң шәрқигә һуҗумларни қиливатқан  «23 – март  һәрикити» ни қоллап қуввәтләш билән әйиблимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر