парижда сақчилар қолида сахта қорал көтүрүп йүргән бир кишини етип өлтүрди

фирансийәниң пайтәхти парижда сақчилар бир кишини етип өлтүрди.

1936377
парижда сақчилар қолида сахта қорал көтүрүп йүргән бир кишини етип өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, сақчилар қолида қорал билән айлинип йүргән бир кишиниң барлиқи тоғрисида учур алғандин кейин, дәрһал парижниң 11 – райониға йетип барған вә қоралини өзлиригә қаратқан гумандарға қаритип оқ чиқарған.

гумандар көкрикигә 4 пай оқ тегип җенидин айрилған.

әдлийә мәнбәлири өлгүчиниң сақчиларға һечнемә демигәнликини, әмма «тәһдитлик көрүнгәнликини» билдүрди.

салаһийити техичә ениқланмиған гумандарниң қолидики қоралниң болса, сахта икәнлики ениқланди. вәқә һәққидә тәкшүрүш башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر