кәркүктә террорлуқ тәшкилати даеш әзаси икки террорчи хәлқ тәрипидин өлтүрүлди

террорлуқ тәшкилати даеш әзаси икки террорчи ирақниң кәркүк шәһириниң җәнубидики бир йезиға сиңип кирип, пуқраларни тутқун қилмақчи болғанда район хәлқи тәрипидин өлтүрүлди.

1936118
кәркүктә террорлуқ тәшкилати даеш әзаси икки террорчи хәлқ тәрипидин өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: кәркүк сақчи идарисиниң ахбарат мәсули амир нури террорчиларниң кәркүкниң җәнубидики рийад наһийәсигә қарашлиқ шәрифийә йезисиға сиңип кирип, пуқраларни тутқун қилмақчи болғанлиқини вә буниңға қарши чиққан йеза хәлқи билән террорчилар оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәнликини билдүрди.

амир нури тоқунушта икки террорчиниң өлтүрүлгәнликини вә террорчилардин партлатқуч, икки данә қол бомбиси вә бомба үскүниси чиққанлиқини ейтти.

амир нури районда һәрбий һәрикәт башланғанлиқини вә булардин башқа терорчиларниң бар-йоқлуқиниң тәкшүрүлүватқанлиқини билдүрди

даеш 2014 - йили ирақниң мусул, салаһаддин вә әнбар вилайәтлириниң һәммисини шундақла дийала вә кәркүк вилайәтлириниң бир қисим җайлирини ишғал қилған болуп, бу районлар бир қанчә йил ичидә даештин қайтурувелинған иди.

террорлуқ тәшкилати даеш мәзкур вилайәтләрниң йеза қишлақлирида пат- пат һуҗум қилишни давамлаштуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر