аббас түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас түркийә җумһурийитиниң пәләстинни хәлқара сәһнидә изчил қоллап келиватқанлиқиға миннәтдарлиқ билдүрди.

1936049
аббас түркийәгә миннәтдарлиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, асасий қанун мәһкимисиниң рәиси пирофессор доктор зүһтү арслан вә униң һәмраһлиқидики һәйәтни ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиддики рамаллаһ шәһиридә қобул қилди.

учришишқа, түркийәниң пәләстиндә турушлуқ баш консулси баш әлчи әһмәд рази дәмирәрму қатнашти.

аббас, бу йәрдә қилған сөзидә, түркийәниң исламниң муқәддәс җайлирини қоғдаватқанлиқи вә уларға саһиб чиқиватқанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз түркийәниң пүткүл хәлқаралиқ мунбәрләрдә пәләстинни қоллап келиватқанлиқиға рәһмәт ейтимиз.»

түркийә һәйити тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «пәләстин түркийә хәлқиниң нәзиридә алаһидә орунға игә. биз һәр бир сәһнидә пәләстин хәлқи билән болған һәмкарлиқимизни изчил давамлаштуримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر