перуда намайишчилар пирезидент болувартени истепаға чақирди

перуда һөкүмәткә қарши намайишларда, намайишчи амма дөләттики иккинчи чоң шәһәр арикипа айродурумиға мәҗбурий киришкә урунди. сақчиларниң намайишчиларни тосуши билән чиққан тоқунушларда үч киши йариланди, нурғун киши тутулди.

1935594
перуда намайишчилар пирезидент болувартени истепаға чақирди
peru protesto.jpg
peru.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: перуда иккинчи чоң шәһәр арикипадики алфередо родригуез баллон айродурумиға мәҗбурий киришкә урунған намайишчилар сақчилар билән тоқунушти.

сақчиларниң намайишчиларға йаш аққузуш бомбиси етиши нәтиҗисидә, үч киши йариланди. нурғун кишиләр сақчилар тәрипидин тутулди.

перу қатнаш вә хәвәрлишиш министирлиқи, вәқәләр сәвәбидин айродурумниң вақитлиқ тақалғанлиқини уқтурди.

перудики оқуғучилар, ишчилар уйушмилири вә йәрлик вәкилләр пирезидент дина болувартениң истепа беришини, муддәттин бурун сайлам өткүзүшни җакарлаш вә қолға елинған сабиқ пирезидент педро кастиллониң қойуп берилишини тәләп қилди.

перу пайтәхтидә миңларчә намайишчи шәһәрдики тарихий мәйданға қарап пийадә йүрүди. 12 миң сақчи җәмийәт аманлиқи үчүн вәзипә өтиди. пайтәхткә охшимиған шәһәрләрдин аптобуслар билән миңларчә кишиниң кәлгәнлики, нәтиҗидә намайишларниң техиму улғайғанлиқи қәйт қилинмақта.

перуда 11-декабирдин (2022) тартип башланған һөкүмәткә қарши намайишларда, бир сақчини қошқанда җәмий 53 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, 750 кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди. 105 дөләтлик ташйол қатнашқа тохтитилди. кишилик һоқуқ тәшкилатлири перу хәвпсизлик күчлирини мувазинәтсиз күч ишләтмәсликкә чақирди.

билдүрүлишичә, намайишларда җенидин айрилған 53 кишидин әң аз дегәндә 42 киши хәвпсизлик күчлириниң бивастә бастуруши сәвәбидин җенидин айрилған.

перу пирезиденти дина болуварте 10-йанвар (2023) намайишчиларни йәнә бир қетим дийалогқа чақирип, намайишларниң ахирлишишини тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر