фирансийәдә пенсийә ислаһатиға қарши наразилиқлар намайишқа айланди

фирансийәдә пенсийә йешини 64 кә чиқиридиған ислаһатқа қарши нурғунлиған хизмәт саһәси иш ташлиди. йәнә бир тәрәптин, мәмликәт миқйасида намайишлар өткүзүлүшкә башланди.

1935450
фирансийәдә пенсийә ислаһатиға қарши наразилиқлар намайишқа айланди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәдә һөкүмәтниң пенсийә ислаһатиға қарши маарип, қатнаш, енергийә саһәлири вә дөләт хизмәтчилири иш ташлашни қарар қилди. пайтәхт париж, найс, монтпеллийер, реннес, марсилйа қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә намайишлар тәшкилләнди.

пайтәхт парижда, намайишчилар җумһурийәт мәйданидин нейшин (Nation) мәйданиға қарап пийадә йүрүди.

рәсмий мәлуматларға қариғанда, фирансийәдә 1 милйон намайишчи билән сақчилар оттурисида пат-пат сүркилишләр йүз бәргән. сақчилар йаш аққузуш бомбиси вә калтәкләр билән намайишчиларни тарқитиветишкә урунған, намайишчилар охшимиған җисимларни сақчиларға қаритип атқан. намайишлар җәрйанида йол бойидики нурғун елан тахтилириниң әйнәклири чеқиветилгән, әхләт сандуқлириға от қойуп берилгән.

намайишчилар йәнә, фирансийә пирезиденти макронниң истепасини тәләп қилип, фашизмға қарши шоарларни товлиған.

баш министир елисабет борн 10-йанвар (2023) пирезидент макронниң сайлам вәдилириниң бири болған пенсийә ислаһатиниң тәпсилий мәзмунини елан қилған иди.

у пенсийә йеши 62 болған фирансийәдә 1-сентәбирдин (2022) башлап қануний күчкә игә пенсийә йешиниң қәдәмму қәдәм һәр йили үч айдин йуқирилитип 2030-йилға кәлгәндә 64 кә чиқирилидиғанлиқини, 2027-йили пенсийә маашиниң һәммисини елиш үчүн 43 йил суғурта төлигән болуш шәртини тәкитлигән иди.

баш министир елисабет борнниң байанатидин кейин, һәр қайси уйушмилар пенсийә ислаһатиға қарши иш ташлаш вә намайиш өткүзүш һәққидә уқтуруш тарқатқан иди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر