исраилийә әскәрлири 2 пәләстинликни өлтүрди
исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң ишғал астидики ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқи райониға қилған һуҗуми әснасида еғир йариланған пәләстинлик 2 йаш һайатидин айрилди, 3 пәләстинлик йариланди.
1932169
түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин сәһийә министирлиқиниң билдүрүшичә, исраилийә дөләт хәвпсизлик күчлириниң, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң шималиға җайлашқан қубатийә райониға қилған һуҗумида, абдулһади йүсүф вә һабиб қумәйли исимлик пәләстинлик 2 йаш еғир йариланған вә җәнин дөләт дохтурханисиға орунлаштурулған, әмма давалаш үнүм бәрмәй һайатидин айрилған.