маракәш падишаһи йүзләрчә тутқун вә мәһбусни кәчүрүм қилди

маракәш падишаһи алтинчи муһәммәд, дөлитиниң мустәқиллиқ һөҗҗәтлири сунулғанлиқиниң хатирә йили мунасивити билән җәмий 991 тутқун вә мәһбусни кәчүрүм қилди.

1930978
маракәш падишаһи йүзләрчә тутқун вә мәһбусни кәчүрүм қилди

түркийә авази радийоси хәвири: маракәш әдлийә министирлиқи йазма байанат елан қилип, һәр хил җинайәтләр билән әйибләнгән 707 тутқун вә 284 мәһбусниң падишаһ алтинчи муһәммәдниң кәчүрүм қараридин бәһримән болғанлиқини уқтурди.

маракәштә алаһидә күнләрниң әнәнисигә айланған падишаһ кәчүрүмнамиси сайисида бәзи мәһбуслар қойуп берилиду, бәзи мәһбусларниң җаза муддити қисқартилиду.

маракәш миллий азадлиқ һәрикити билән әйни вақитта сүргүндә йашаватқан падишаһ бәшинчи муһәммәд бирликтә тәййарлиған һөҗҗәтләр «маракәшниң мустәқиллиқ һөҗҗити» дәп атилиду. мәзкур һөҗҗәтләр 1944-йили 11-йанвар фирансийә мустәмликичи органлириға сунулған, кейинчә маракәшниң мустәқиллиқи үчүн тунҗи рәсмий қәдәм ташланған 11-йанвар дәм елиш күни қилип бекитилгәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر