дунйа сәһийә тәшкилати йолучилар айропиланлирида маска тақашни тәвсийә қилди

дунйа сәһийә тәшкилати, ковид-19 йуқуминиң «XBB.1.5» тармақ типниң йавропада тез тарқиливатқанлиқини билдүрүп агаһландурди.

1931073
дунйа сәһийә тәшкилати йолучилар айропиланлирида маска тақашни тәвсийә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати ковид-19 йуқуминиң тармақ типи «XBB.1.5» ниң тарқилиш сүритини оттуриға қойуп, барлиқ дөләтләрни айропилан билән сәпәр қилидиған йолучиларға маска тақашни тәвсийә қилишқа чақирди.

дунйа сәһийә тәшкилатиниң йавропадики җиддий әһвалларға тақабил туруш әмәлдари катерин сималвуд, узун мусапилик учуш қатарлиқ хәтәрлик әһвалларда йолучиларға маска тақашни тәвсийә қилиш керәкликини оттуриға қойди.

сәһийә хадимлири, һазирғичә байқалған йуқуш нисбити әң йуқири болған омикрон варийантиниң тармақ тии XBB.1.5 ниң алдинқи һәптә америкадики ковид-19 бимарлириниң  %27.6 ни игилигәнликини елан қилди.

йуқумниң бу тармақ типиниң йәршари характерлик йуқум долқуни пәйда қилидиған йаки қилмайдиғанлиқи техи намәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر