голландийәлик тәтқиқатчи: ғәрб п к к ниң қараңғу йүзини көрмәйватиду

голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗес ғәрбниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзини көрмәйватқанлиқини билдүрди.

1930525
голландийәлик тәтқиқатчи: ғәрб п к к ниң қараңғу йүзини көрмәйватиду

түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәдики зулум – ситәмлирини паш қилғанлиқи үчүн һуҗум нишаниға айлинип қалған голландийәлик тәтқиқатчи рена нетҗес, йеңи китабида п к к ниң сүрийәниң шималидики тәтүр тәшвиқатлири вә балиларни тутқун қилиш қилмишлирини оттуриға қойидиғанлиқини ейтти.

нетҗес, ахбарат елан қилиш йиғинида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәдә ишғал қиливалған районлардики зулум – ситәмгә асаслинидиған сийасәтлири, адәм әткәсчилики вә м өктичиләрни бастуруш қилмишлири үстидә тәтқиқат елип бериватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, ғәрб дөләтлириниң түркийәниң бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати һәққидики агаһландурушлириға писәнт қилмаслиқии тәнқидләп мундақ деди: «ғәрб дөләтлири түркийәгә қарита сәлбий қариши түпәйли бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң қараңғу йүзини  көрмәйватиду. һәтта й п г / п к к ниң балиларни тутқун қилиш қилмишлириғимун сәл қараватиду.»

у, голландийәдә ахбарат васитилириниң җамаәтчиликни қаймуқтуруватқанлиқини әскәртип мундақ деди: «голландийәдә һөкүмәт вә бирләшмә партийәләрниң көпинчиси п к к/й п г һәққидә маңа охшаш ойлайду, әмма сол қанат партийәләр вә таратқуларниң бесими сәвәбидин көз - қарашлирини йетәрлик дәриҗидә  оттуриға қойалмайватиду.»

йеқиндин буйан елхәл вә аммиви ортақлишиш тор бәтлиридики сәһипилиридин «өлүм тәһдитлири» гә учраватқанлиқини қәйт қилған нетҗес, «п к к/й п г бәзиләр пәрдазлаватқандәк демократик әмәс, бу һәқиқәтәнму қорқунчлуқ иштур.»

өзини қоллаватқан бәрзи журналистларниңму террорлуқ тәшкилатиниң қоллиғучилири тәрипидин тәһдиткә учраватқанлиқини ейтқан нетҗес, йеңи китабида, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәдики зулум – ситәмлири, сүрийәниң шималидики  тәтүр тәшвиқатлири вә балиларни тутқун қилиш қилмишлирини паш қилишни давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر