«әрән қамал қилиш – қиш – 20» һәрбий һәрикити башланди

батманда 650 һәрбий хадимниң иштирак қилишида «әрән қамал қилиш күз - қиш 20 шеһит алаһидә сақчи орһан санҗар» һәрбий һәрикити башланди.

1929298
«әрән қамал қилиш – қиш – 20» һәрбий һәрикити башланди

 түркийә авази радийоси хәвири: бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни дөләтниң күнтәртипидин пүтүнләй чиқириветиш вә районда йошурунувалған террорчиларни бир тәрәп қилиш мәқситидә, батман вилайәтлик қораллиқ сақчи қисим қоманданлиқ иштабиниң қоманданлиқида башланған һәрбий һәрикәттин, қораллиқ сақчи қисим алаһидә әтрәтлири, сақчи алаһидә әтрәтлири вә аманлиқ сақлиғучилардин тәшкил тапқан 650 һәрбий хадим вә 44 алаһидә әтрәт орун алмақта.

ички ишлар министирлиқиниң билдүрүшичә, дөләт миқйасида терроризмни үзүл - кесил йоқитиш мәқситидә давамлишиватқан  «әрән қамал қилиш – қиш» һәрбий һәрикәтлири, кәң хәлқ аммисиниң қизғин қоллиши астида кәскин давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر