америка палатасиниң әң йаш вә тунҗи мусулман айал әзаси вәзипә өтәшкә башлиди

америка қошма иштатлириниң миннесота иштатлиқ кеңәш палатасиниң әң йаш вә тунҗи мусулман айал әзаси зәйнәп муһәммәд вәзипә өтәшкә башлиди.

1929038
америка палатасиниң әң йаш вә тунҗи мусулман айал әзаси вәзипә өтәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: зәйнәп муһәммәд, 1997-йили туғулған болуп, вәзипигә олтурғанда қуранға қолини қойуп туруп, қәсәм ичти.

у,  миннесота иштатлиқ кеңәш палатаси әзалиқиға сайланған тунҗи теги африқалиқ үч вәкилдин бири болуп қалди.

игилинишичә, сомалилиқ бир көчмән болған зәйнәп муһәммәд, демократлар партийәсиниң әзаси вә кеңәш палатасидики қийинчилиқи бар гуруппиларниң садаси болушни нишан қилмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر