сәргәрдан конголуқлар ривандадин панаһлиқ тилиди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики һөкүмәт армийәси билән қозғилаңчилар оттурисида давамлишиватқан тоқунушлар аһалиниң арамини бузушни давамлаштурмақта.

1928366
сәргәрдан конголуқлар ривандадин панаһлиқ тилиди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийитиниң шәрқидики һөкүмәт армийәси билән қозғилаңчилар оттурисида давамлишиватқан тоқунушлар сәвәбидин 2022 - йили 11 - айниң 13 - күнидин буйан 2061 адәм қошна дөләт ривандадин панаһлиқ тилиди.

конго демократик җумһурийити таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, конго демократик җумһурийитидә қозғилаңчи 23-март һәрикити (M23) билән конго демократик җумһурийити хәвпсизлик қисимлири оттурисидики тоқунушлар пуқраларға сәлбий тәсир көрсәтмәктә икән.

конго демократик җумһурийитиниң шәрқий қисмида йашайдиған 2061 киши 2022-йили 11-айниң 13-күнидин буйан давамлишиватқан тоқунушлардин қечип ривандадин панаһлиқ тилигән.

риванданиң нийабиху райониға панаһланған пуқралар, давалаш әслиһәлирини өз ичигә алған асаслиқ инсанпәрвәрлик буйумлириға моһтаҗ икән.

конго демократик җумһурийитиниң шәрқидә һәрикәт қиливатқан M23 ниң 2021-йили нойабирда қайтидин башланған һуҗумлири, районда йашайдиған миңларчә пуқраниң сәргәрданларға айлинишини кәлтүрүп чиқарған һәмдә риванда билән конго демократик җумһурийити оттурисида киризис пәйда қилғаниди.

конго демократик җумһурийити билән исйанчиларниң 2022-йили 28-нойабир кенийә пайтәхти найробида башланған тинчлиқ сөһбәтлири 6-декабирда сөһбәтләрни давамлаштуруш қарар қилинғандин кейин тохтилип қойулғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر