нигерийәдә 63 пуқра тутқун қилинди

нигерийәниң нигер өлкисидә 63 пуқра намәлум қораллиқ унсурлар тәрипидин тутқун қилинди.

1927361
нигерийәдә 63 пуқра тутқун қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, нәмәлум қораллиқ унсурлар нигер өлкисиниң 3 йезисиға қораллиқ һуҗум қилип, дурмин йезисидин 41, җармийә йезисидин 14 вә пандогари йезисидин 8 болуп, җәмий 63 пуқрани тутқун қилған.

шаһитларниң билдүрүшичә, һуҗумға учриған йезилар армийә қараргаһидин тәхминән 10 километир йирақлиқта икән.

игилинишичә, йеқинқи йиллардин буйан барғансери зорийиватқан бихәтәрлик мәсилилири түпәйли, нигерийәдә пуқралар пат - пат һуҗумға учрайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر