мексикада түрмидә топилаң чиқип 14 киши қаза қилди

мексикада бир түрмидә йүз бәргән топилаң вә тоқунушта 10 нәпәр қаравулни қошқанда, җәмий 14 киши қаза қилди.

1926360
мексикада түрмидә топилаң чиқип 14 киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика мәтбуатлиридики хәвәрләргә асасланғанда, чихуахуа өлкисгә қарашлиқ җуарез түрмисиниң 3 - номурлуқ дөләтлик қайта иҗтимаий тәшкилләш мәркизидә топилаң чиққан.

җуарез шәһәр башлиқи круз перез куеллар мәтбуатқа бәргән байанатида, топилаңда қаравул вә мәһбуслар болуп, җәмий 14 кишиниң қаза қилғанлиқини ейтқан.

һайатидин айрилғанлардин 10 нәпәриниң түрмә  қаравули икәнлики вә топилаңниң мәһбусларниң қечишқа урунуши сәвәбидин йүз бәргәнлики билдүрүлмәктә.

чихуахуа тәптиш мәһкимиси түрмидики вәзийәтниң контроллуқ астида икәнликини вә вәқәгә четишлиқ 5 кишиниң қолға елинғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر