сүрийәниң шималида 8 террорчи бир тәрәп қилинди

сүрийәниң шималидики «фират қалқини» вә «зәйтун шехи» һәрбий һәрикәтлири районлирида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди.

1925852
сүрийәниң шималида 8 террорчи бир тәрәп қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «террорчилар қәйәрдә болса, зәрбә бериш нишани шу йәр болиду. <фират қалқини> вә <зәйтун шехи> һәрбий һәрикәтлири районлирида ениқланған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г  әзаси 8 террорчи бир тәрәп қилинди. терроризм вә террорчиларға қарши күришимиз қәтий ирадә билән кәскин давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر