австирийәдики қар тийилиш мәркизидә германийәлик йашлар җенидин айрилди

австирийәниң тиғол иштатиниң китзбүел райониға қарашлиқ вайдғийин базиридики қар тийилиш мәркизидә йариланған икки германийәлик сайаһәтчи җенидин айрилди.

1925018
австирийәдики қар тийилиш мәркизидә германийәлик йашлар җенидин айрилди

түркийә авази радийоси хәвири: австирийә сақчи идариси икки германийәлик сайаһәтчиниң қар тийилиш мәркизидә җенидин айрилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, йуқири сүрәттә қар тийилған 17 йашлиқ икки германийәлик йашниң, контроллуқини йоқитип қойуп, қар тийилиш йолиниң сиртидики ташлиққа чүшүп кәткәнлики қәйт қилинди.

байанатта, қар тийилиш йолидин тәхминән 50 метир төвәндики ташлиқ җайға чүшүп кәткән германийәлик йашларниң еғир йариланғанлиқи, нәқ мәйданға йетип кәлгән сәһийә хадимлири қутқузушқа тиришқан болсиму, әмма үнүм бәрмәй җенидин айрилғанлиқи әскәртилди.

германийәлик йашларниң қишлиқ тәтилдә германийәдин австирийәгә кәлгәнлики билдүрүлди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر