асийа – тинч окйан райони вәзийитидики җиддийчилик давам қилмақта

хитай – тәйвән мунасивәт линийәси бу қетим тәйвәнниң хитай тәһдитини нәзәрдә тутуп мудапиә ислаһати қәдими ташлиши түпәйли йирикләшти.

1924303
асийа – тинч окйан райони вәзийитидики җиддийчилик давам қилмақта

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән хитай тәһдитигә қарши турушни чөридигән һалда мудапиә ислаһати елип берип, мәҗбурий һәрбий вәзипә өтәш муддитини төт айдин бир йилға чиқарди.

илгири сүрүлүшичә, 2024-йилдин башлап йолға қойулидиған бу қарарниң нишани аралниң хитайға қарши мудапиәсини күчәйтиш икән.

бейҗиң өз земининиң бир қисми дәп қарайдиған тәйвән, 1949-йилдин башлап әмәлий мустәқиллиқтин бәһриман болуватқан болуп, хитай чоң қуруқлуқи билән тәйвән оттурисидики бөлүнүш давамлашмақта.

русийә билән хитайниң бир һәптә илгири җәнубий деңизда башлиған «бирләшмә деңиз —2022» маневири ахирлашти.

йапонийә наразилиқ билдүргән маневирниң мәқситигә, «икки дөләтниң истратегийәлик шериклик мунасивитини күчәйтиш» дәп изаһат берилгәниди.

йапонийә дөләт мудапиә министирлиқи тәйвәнгә йеқин йонагуни арилиға қуруқлуқ һаваға қойуп берилидиған башқурулидиған бомба мудапиә системиси орунлаштурулидиғанлиқини билдүрди.

йәнә бир тәрәптин, хитай тәйвән боғузи әтрапидики паалийәтлирини көпәйтти. техи йеқиндила 71 уруш айропилани вә учқучисиз һава аппаратлири билән тәйвән һава бошлуқиға дәхли қилди.

бу һәрикәтлиниш тинч окйанниң у тәрипидики американиң наразилиқини қозғимақта؛ вашингитон хитайниң райондики һәрбий паалийәтлиридин әндишә қиливатқанлиқини изчил һалда оттуриға қойуп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر