гарибашвили: русийәниң наһәқ һәрбий таҗавузчилиқи дунйа тәртипини астин-үстүн қиливәтти

гирузийә баш министири иракли гарибашвили русийәниң 24 – февралда (2022) башлиған украина урушиниң дунйа тәртипини астин-үстүн қиливәткәнликини ейтти.

1923853
гарибашвили: русийәниң наһәқ һәрбий таҗавузчилиқи дунйа тәртипини астин-үстүн қиливәтти

түркийә авази радийоси хәвири: гирузийә баш министири гарибашвили пайтәхт тиблиста өткүзүлгән 2022–йиллиқ баш әлчиләр кеңишиниң ечилиш нутуқида қилған сөзидә, бу йиллиқ район вә йәр шари характерлик өзгиришләр үстидә тохталди.

гарибашвили украинадики уруш һәққидә тохтилип: «русийәниң наһәқ һәрбий таҗавузчилиқи вә украинадики уруш, дунйа тәртипини астин-үстүн қиливәткән әң чоң мәсилигә шундақла бу йилдики әң муһим вәқәгә айланди» деди.

украинадики тоқунушларниң пүткүл районға тәһдит елип кәлгәнликини тәкитлигән гарибашвили: «бизниң арзуйимиз бу урушниң балдуррақ ахирлишишидур, чүнки бу уруш украинаниңла әмәс, бәлки пүткүл йавропа вә районимизниң бихәтәрлик қурулмисиға тәһдит салмақта. биз украинаниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқини қоллайдиғанлиқимизни тәкрарлаймиз» деди.

гирузийә баш министири гарибашвили украинадики уруш вә дунйа миқйасидики иқтисадий мәсилиләргә қаримастин, гирузийәниң бу йил икки ханилиқ иқтисадий ешишни қолға кәлтүргәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر