бу йил исраилийәгә 95 дөләттин 70 миң йәһудий көчүп кәлди

бу йил (2022) исраилийәгә 95 дөләттин 70 миң йәһудий көчүп кәлгән болуп, буниң йеқинқи 23 йилдин буйанқи әң йуқири сан икәнлики билдүрүлди.

1923335
бу йил исраилийәгә 95 дөләттин 70 миң йәһудий көчүп кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: йәһудий диаспорасиниң мәнпәәти үчүн хизмәт қилидиған йәһудий агентлиқиниң байанатида, 2022 - йили исраилийәгә көчүп кәлгән йәһудийлар саниниң алдинқи йилдикидин тәхминән 2.5 һәссә йуқири болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, исраилийәгә 95 дөләттин йәһудийларниң көчүватқанлиқи, русийәдин 37 миң 363 киши билән әң көп көчүш әмәлгә ашқанлиқи уқтурулди.

байанатта, исраилийәгә әң көп йәһудийлар көчкән иккинчи дөләтниң 14 миң 680 киши билән украина болғанлиқи, булардин қалсила, рәт бойичә америка, фирансийә, беларусийә, ефийопийә, аргентина, әнглийә, җәнубий африқа вә биразилийәниң әң көп йәһудийлар исраилийәгә көчкән дөләтләр икәнлики  билдүрүлди.

байанатта йәнә, исраилийәгә көчүп кәлгән йәһудийларниң %27 ниң 35-18 йаш арисида икәнлики, 0 йаштин17 йашқичә болғанларниң %24 икәнлики, 50-36 йаш арисикиләрниң %22, 64-51 йаш арисидикәләрниң %14 вә 65 йаштин йуқириларниң болса, %13 икәнлики қәйт қилинди.

исраилийәниң аталмиш ​​«қайтиш» қануниға асасән, исраилийәгә көчүш үчүн илтимас қилған йәһудийлар «диаспора йәһудийлириниң исраилийәгә көчүши» дегән мәнини билдүридиған «алийә» бәлгилиси арқилиқ исраилийә дөләт тәвәликигә еришәләйду.

24-февралда украина-русийә уруши башланғандин буйан, исраилийә даирилири украина йәһудийлирини исраилийәгә көчүшкә қизиқтурмақта. исраилийә һөкүмитиниң «алийә вә бир гәвдилишиш министирлиқи» билән йәһудийлар агентлиқи, уруш сәвәбидин украина йәһудийлириниң балдуррақ украинадин көчүши үчүн «алийә» һәрикитини тезләткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر