дунйа сәһийә тәшкилати хитайдики йуқум әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

дунйа сәһийә тәшкилати баш директори доктор тедрос адһаном гебрейус хитайдики ковид-19 йуқуминиң йеқинқи бир қанчә айдин буйанқи көпийиш әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.

1922523
дунйа сәһийә тәшкилати хитайдики йуқум әһвалидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш директори гебрейус тәшкилатниң шивейтсарийә пайтәхти җәнвә шәһиридики мәркизидә өткүзүлгән 2022-йилиниң әң ахирқи мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, йеқинқи айлардин буйан хитайда йуқумниң қайтидин көпийишкә йүзләнгәнликигә ишарәт қилған һалда: «дунйа сәһийә тәшкилати болуш сүпитимиз билән, биз бу еғир кесәлниң көпийип кетишидин әндишә қиливатимиз» деди.

ухитай һөкүмитини нөвәттики  әһвални әтраплиқ муһакимә қилишқа, санлиқ мәлуматларни елан қилишқа вә йуқумға мунасивәтлик тәкшүрүшлирини давамлаштурушқа чақирди.

америкадики бир қисим орунларниң мөлчәригә асасланғанда, 2023-йили хитайда йуқум сәвәбидин 1 милйондин артуқ адәмниң өлүш еһтимали бар икән.

хитай өткән бир нәччә һәптә ичидә қарар чиқирип, йуқум сийаситини өзгәрткәниди.

йуқумни нөлгә чүшүрүш сийаситини әмәлдин қалдурған бейҗиң һөкүмити, карантин қилиш вә тақаш тәдбирлириниму тохтатқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر