пакистан билән таҗикистан оттурисида өзара һәмкарлиқ келишимлири имзаланди

пакистан вә таҗикистан оттурисида санаәт, билим вә технологийә билән сода вә тәрәққийат саһәлиридә өзара һәмкарлиқ келишими имзаланди.

1919138
пакистан билән таҗикистан оттурисида өзара һәмкарлиқ келишимлири имзаланди
tacikistan cumhurbaskani imamali rahman-sahbaz serif.jpg
tacikistan cumhurbaskani imamali rahman-sahbaz serif.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләт таратқулиридики хәвәрләрдә билдүрүлишичә, рәсмий дөләт ишлири зийарити үчүн пайтәхт исламабадқа йетип кәлгән таҗикистан пирезиденти имамәли рахман, пакистан баш министири шаһбаз шәриф билән көрүшүп, енергийә тори, йеза игилики, йемәк-ичмәк технологийәси, сода, билим вә технологийә саһәлиридә өзара пикир алмаштурған.

икки рәһбәр көрүшүштә йәнә, пакистан билән таҗикистан оттурисидики мунасивәтләр вә иқтисадий һәмкарлиқларниң күчәйтилишини тәкитлигән.

пакистан баш министири шаһбаз шәриф «CASA-1000» йуқири бесимлиқ електр линйәси қурулушини имканийәтниң баричә әң қисқа вақит ичидә пүткүзүш үчүн пирезидент рахман билән бирликтә тиришчанлиқ көрситишни халайдиғанлиқини билдүргән.

икки дөләт оттурисида санаәт, билим вә технологийә билән сода вә тәрәққийат саһәлиридә өзара һәмкарлиқ келишимлири имзаланди.

қирғизистан билән таҗикистанниң токини афғанистан арқилиқ пакистанға йәткүзидиған «CASA-1000» йуқири бесимлиқ електр линйәси қурулушиға мунасивәтлик хизмәтләр 2016-йили башланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر