мисир армийәси йеңи хәлқаралиқ вәзипиләрни үстигә алди

мисир армийәси 153-бирләшмә хизмәт гурупписиниң қоманданлиқ вәзиписини тапшурувалғандин кейин, деңиз армийәисиниң тунҗи қетим бабулмәндәб боғузи вә әдән деңиз қолтуқи қатарлиқ қизил деңизда йеңи хәлқаралиқ вәзипиләрни үстигә алғанлиқини елан қилди.

1918729
мисир армийәси йеңи хәлқаралиқ вәзипиләрни үстигә алди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир армийәси байанатчиси полковник ғариб абдулһафиз йазма байанатида, мисир деңиз армийәсиниң тунҗи қетим районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини ашуруш шундақла тәһдитләргә қарши туруш үчүн әң муһим ортақ механизмларниң бирси болған «153 - бирләшмә хизмәт әтрити» ниң қоманданлиқ вәзиписини үстигә алғанлиқини билдүрди.

ғариб абдулһафиз бу вәзипиниң районниң бихәтәрлики вә муқимлиқини һуҗум нишани қилған тәһдитләргә тақабил туруш үчүн америка вә дост дөләтләр билән болған һәмкарлиқ даирисидә иҗра қилинидиғанлиқини билдүрүп, вәзипә даирисидә қизил деңиз, бабул мандәб боғузи вә әдән деңиз қолтуқи районида әткәсчиликтин башқа йәнә, террорлуқ қатарлиқ қанунсиз һәрикәтләргә қарши күрәш қилидиғанлиқини уқтурди.

армийәниң байанатчиси ғариб абдулһафиз вәзипини кимдин тапшуруп алғанлиқи тоғрисида учур бәрмиди, вәзипә  тапшуруп бериш мурасими йаки вәзипә өтәш муддити тоғрисидиму тәпсилатларни елан қилмиди.

америка 150 -, 151 – вә 152 – вәзипә әтритидин кейин,  бирләшмә деңиз армийәси (CMF) гә қатнашқан төтинчи күч сүпитидә 153 - бирләшмә хизмәт гурупписиниң 2022 - йили апрелда қурулғанлиқини елан қилған иди.

көп дөләтлик һәрбий иттипақ болған бирләшмә деңиз армийәси (CMF)  ниң 34 әзаси ичидә, 2021-йили апрелда иттипаққа қатнашқан мисирму мәвҗут.

бу гуруппиларниң һәрбий парахотлири болупму йәршари тирансипорт линийиәсидә бихәтәрлик вә муқимлиқни әмәлгә ашурушқа төһпә қошмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر