иранда һава булғиниши сәвәбидин оқуғучилар дәм елишқа қойуп берилди

иранниң елборз, теһран вә казвин иштатлирида һава болғиниш сәвийәниң йуқири болуши вә барлиқ йаш гурупписидики кишиләр үчүн хәтәрлик болуши сәвәбидин мәктәпләрдә оқуғучилар дәм елишқа қойуп берилди.

1917637
иранда һава булғиниши сәвәбидин оқуғучилар дәм елишқа қойуп берилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран ирна агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, елборз валий мәһкимисиниң пуқралар ишлири кординатсийә башлиқи вәкили әһмәт әфзәли муһит булғинишиниң еғирлишиши сәвәбидин универстетларни өз ичигә алған иштаттики дөләт вә шәхсий оқу-оқутуш органлириниң бүгүн 12-13-декабир күнлири дәм елишқа қойуп берилгәнликини уқтурған.

у 10-11-декабир күнлири башланғуч, толуқсиз оттура вә толуқ оттура мәктәплириниң дәм елишқа қойуп берилгәнликини хатирилитип, һава сүпитидә йахшилиниш болмиғанлиқи үчүн барлиқ маарип органлириниң йәнә икки күн дәм елишқа қойуп берилгәнликини билдүрди.

у иштатта һава булғинишини еғирлаштуруветидиған барлиқ паалийәтләрниң алдини елиш үчүн зөрүр тәййарлиқларниң қилинғанлиқини әскәртип, мунасивәтлик идарә-органлар билән зич алақидә икәнликлирини, һәр хил қурулуш, һава булғинишиға сәвәб болуш еһтимали болған санаәт сехлири вә фабрикаларда ишләпчиқириш паалийәтлириниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини қәйт қилди.

у техникилиқ тәкшүрүши қилинмиған хусусий йаки һөкүмәт қатнаш вастилириниң қатнишиниң чәкләнгәнликини билдүрүп, пуқраларниң аммиви қатнаш вастилиридин пайдилинишини тәләп қилди.

у мундақ деди:

«пайтәхт теһранда күтүлгән шамалниң чиқиши сәвәбидин һава булғиниш сәвийәси еғир болди. бу сәвәбдин сәһийә министирлиқиниң қарари билән икки күн дәм елишқа қойуп берилгән мәктәпләрниң дәм елиш вақти бүгүн вә әта болуп икки күн узартилди» деди.

у йәнә, мәҗбур болмиған әһвалда кишиләрни сиртқа чиқмаслиқ, очуқ һавада тәнтәрбийә паалқийәтлири шуғулланмаслиқ тоғрисида агаһландурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر