булғарийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

булғарийә пирезиденти румен радев җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән бүгүн түркийәдә хизмәт зийапитидә болиду.

1916635
булғарийә пирезиденти түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған  булғарийә пирезиденти румен радев билән истанбулда бир йәргә җәм болидикән.

«ваһдәттин сарийи» да җумһур рәис әрдоған билән  булғарийә пирезиденти румен радевниң рийасәтчиликидә ишқа ашурулидиған учришишларда, түркийә – булғарийә мунасивәтлири һәр җәһәттин көздин кәчүрүлидикән,  һәмдәһәмкарлиқни йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүш үчүн ташлинидиған қәдәмләр һәққидә музакирә елип берилидикән. шундақла, районлуқ  вә хәлқаралиқ өзгиришләр тоғрулуқ өзара пикир алмаштурулидикән.

әрдоған, учришиштин кейин, булғарийә пирезиденти румен радев билән қошма ахбарат елан қилиш йиғини өткүзидикән, һәмдә униң шәрипигә кәчлик тамақ зийапити беридикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر