сәһийә тәшкилатиға әза дөләтләр йуқумға бирликтә тақабил туруш келишими имзалашқа тәййарланмақта

дунйа сәһийә тәшкилатиға әза дөләтләр дунйани оттуриға чиққуси йәр шариви йуқумлардин техиму йахши қоғдаш вә бирликтә күрәш қилишни нишан қилған тунҗи хәлқаралиқ келишимниң лайиһәсини тәййарлаш қарарини тәстиқлиди.

1916394
сәһийә тәшкилатиға әза дөләтләр йуқумға бирликтә тақабил туруш келишими имзалашқа тәййарланмақта

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатниң җәнвәдики баш оргинида өткүзүлгән һөкүмәтләр ара сөһбәт бирликиниң 3-қетимлиқ йиғининиң ахирқи күнидә, дунйа сәһийә тәшкилатиға әза дөләтләр, қануний чәкләш күчигә игә хәлқара йуқумниң алдини елиш келишими лайиһәсини музакирә қилди.

дунйа сәһийә тәшкилати йиғиндин кейин байанат елан қилип, әза дөләтләрниң көпинчисиниң келишим лайиһәсиниң тәййарлиқ хизмәтлирини башлашқа қошулғанлиқини елан қилди.

һөкүмәтләр ара сөһбәт бирликиниң тәң һоқуқлуқ рәиси роланд дрейс, иттипаққа әза дөләтләрниң кәлгүсидики йуқумларға қарши техиму йахши тәййарлиқ қилип, техиму күчлүк һәмкарлишип, ковид -19 дики хаталиқлардин техиму көп савақ алидиғанлиқиниң күчлүк сигналини бәргәнликини билдүрди.

қарар билән бирликтә һөкүмәтләр ара сөһбәт бирликиниң лайиһә тәййарлаш басқучиға өтидиғанлиқиға ишарәт қилған дрейс, 27-феврал өткүзүлидиған 4-қетимлиқ йиғинда келишим лайиһәсидики маддиларни музакирә қилишниң башлинидиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر