конго демократик җумһурийитидики исйанчиларниң һуҗумида 272 пуқра қаза қилди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқигә җайлашқан шималий киву өлкисидики қозғилаңчиларниң 2 - декабир кәчтә қозғиған һуҗумида 272 пуқра қаза қилди.

1915638
конго демократик җумһурийитидики исйанчиларниң һуҗумида 272 пуқра қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийити санаәт министири, шималий кивуниң сабиқ валийси җулиен палуку, шималий киву өлкисиниң рутшору райониға қарашлиқ кишише базирида 23-март һәрикити намлиқ қозғилаңчи гуруппа әзалириниң 2 –декабир кечиси қозғиған һуҗумида 17 нәпири кичик бала болуп, җәмий 272 пуқраниң һайатидин айрилғанлиқини уқтурди.

палуку, конго демократик җумһурийити әдлийә министириниң хәлқара җинайи ишлар сот мәһкимисиниң бу вәқәдә тоғрисида тәкшүрүш елип беришини тәләп қилиш үчүн лаһәйгә кәткәнликини билдүрди.

дөләтниң шәрқидә 2021-йили 11-айдин буйан 23 – март һәрикити қораллиқлири билән конго демократик җумһурийити бихәтәрлик қисимлири оттурисида тоқунушлар давам қилмақта.

конго демократик җумһурийити һөкүмити, риванданиң шималий киву райониниң пайтәхти гомани игиливелишидин әндишә қилиниватқан 23 – март һәрикитини қоллаватқанлиқини илгири сүрмәктә.

бу әйибләшни рәт қиливатқан риванда билән конго демократик җумһурийити оттурисида сийасий вә дипломатик җиддийчилик давамлашмақта.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатиға қариғанда, конго демократик җумһурийити чеграсидин қезивелинған бир қисим қиммәтлик металлар чегра райондики қозғилаңчилар тәрипидин қошна дөләтләргә әткәс қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر