буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

буркина фасониң гана вә того чеграсиға йеқин бир районида йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 6 киши һайатидин айрилди.

1915176
буркина фасода йүз бәргән террорлуқ һуҗумида нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: буркина фасо таратқулириниң хәвәр қилишичә, кимлики нәмәлум қораллиқ террорчилар, гана вә того чеграсиға йеқин битто шәһириниң боулго наһийәсидики петанк кулубиға бесип киргән.

зораванларниң әтрапқа уқ чиқириши нәтиҗисидә 4 оқутқучини өз ичигә алған 6 пуқра һайатидин айрилған.

хәвәрләрдә дейилишичә, қошна дөләт малидики әлқаидә вә даеш билән четишлиқи бар террорчи гуруппилар, 2015 – йилдин буйан буркина фасониң шималий вә шәрқий қисимлирида пат - пат террорлуқ һуҗумлирини елип баридикән.

буркина фасо һөкүмитиниң мәлуматлириға қариғанда, террорлуқ һуҗумлирида, 2015 – йилдин 2021 – йили декабирғичә болған арилиқта 600 аманлиқ сақлиғучини өз ичигә алған 2 миң киши һайатидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر