җәнубий африқада дәрйада диний мурасим өткүзгән 30 кишидин 14 и қаза қилди

җәнубий африқа җумһурийитиниң җоһаннисбург шәһиридики җукскей дәрйасида диний мурасим өткүзгән черкав әзалиридин 14 киши қаттиқ йамғурдин кейин дәрйаниң тешип кетиши сәвәбидин қаза қилди.

1914732
җәнубий африқада дәрйада диний мурасим өткүзгән 30 кишидин 14 и қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җәнубий африқа җоһаннисбург җиддий қутқузуш органлириниң байанатида, қаттиқ йамғур сәвәбидин җоһаннисбург шәһиридики җукскей дәрйасиниң тешип кәткәнлики билдүрүлди.

кәлкүн нәтиҗисидә дәрйада диний мурасим өткүзүватқан 30 нәпәр черкав әзасидин 14 кишиниң қаза қилғанлиқи билдүрүлди.

кәлкүндә ғайиб болған 16 кишини издәп тепиш тиришчанлиқи давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر