конгода исйанчиларниң һуҗумида онларчә пуқра өлди

конго демократик җумһурийитиниң шәрқий шималидики киву өлкисидә, исйанчиларниң һуҗумида 50 пуқра һайатидин айрилди.

1913755
конгода исйанчиларниң һуҗумида онларчә пуқра өлди

түркийә авази радийоси хәвири: конго демократик җумһурийити армийәси байанатчиси майор силвайин екенгениң билдүрүшичә, « 23-март һәрикити» дәп атилидиған исйанчи гуруппа әзалири,  шималий -  киву өлкисиниң рутшуру райониға һуҗум қилған. һуҗумда кәм дегәндә 50 пуқра җенидин айрилған, көп санда киши гөрүгә еливелинған.

игилинишичә, конго демократик җумһурийити һөкүмити, риванданиң, шималий -  киву өлкисиниң мәркизий шәһири гомани қолға киргүзүвелишидин әндишә қилиниватқан «23-март һәрикити» дәп атилидиған исйанчи гуруппини қоллаватқанлиқини  илгири сүрмәктә икән.

риванда бу әйибләшләрни рәт қиливатқан болуп, икки дөләт оттурисидики сийасий вә дипломатик җиддийчилик давамлашмақта икән.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң доклатлириға қариғанда, конго демократик җумһурийитиниң чегра линийәлиридә қезип чиқириливатқан бир қисим қиммәтлик металлар исйанчилар тәрипидин қошна дөләтләргә әткәс қилинмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر