йапонийә билән моңғулийә рәһбәрлири шималий корейәгә җиддий чақириқ елан қилди

йапонийә вә моңғулийә рәһбәрлири башқурулидиған бомба синиқи вә йадро пирограммиси билән тәһдит пәйда қиливатқан шималий корейәни бу паалийәтләрни тохтитишқа чақириқ қилди.

1912869
йапонийә билән моңғулийә рәһбәрлири шималий корейәгә җиддий чақириқ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийәниң пайтәхти токйода зийарәттә болуватқан моңғулийә пирезиденти ухна хурелсух йапонийә баш вәзири кишида фумийо билән өткүзгән учришишида, икки тәрәплик вә районлуқ мунасивәтләрни музакирәләшти.

учришиштин кейин елан қилинған кишида вә хурелсухниң бирләшмә байанатида, шималий корейә һөкүмитини башқурулидиған бомба синиқи вә йадро пиланини тохтитишқа чақирғанлиқи билдүрүлди.

рәһбәрләр шәрқий шималий асийаниң тинчлиқи вә муқимлиқи үчүн пийоңйаң һөкүмитидин б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарарлириға маслишишни тәләп қилди.

байанатта, икки дөләтниң йәнә шималий корейәдә тутуп туруливатқан йапонийә пуқралирини йуртиға қайтуруш мәсилисини дәрһал һәл қилишни тәләп қилинғанлиқи билдүрүлди.

моңғулийәниң шималий корейә билән дипломатик мунасивити болғанлиқи үчүн «тутуп турулуватқан йапонийә пуқралири» мәсилисидә, токйо һөкүмити моңғулийәни «муһим васитичи» дәп қаримақта.

шималий корейә һөкүмитиниң 2022 - йилиниң бешидин буйан охшимиған мусапилиқ 30 дин артуқ башқурулидиған бомба синиқи қилғанлиқи мәлум.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر