санду: русийә молдавийәни қараңғулуқта қалдурди

молдавийә пирезиденти майа санду, русийәниң украинаға қилған башқурулидиған бомба һуҗуми түпәйли молдовийәдниң токсиз қалғанлиқини ейтти.

1910495
санду: русийә молдавийәни қараңғулуқта қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: санду иҗтимаий таратқу суписидики адресида байанат елан қилип: «русийә молдавийәни қараңғулуқта қалдуруп қойди. русийәниң украинадики уруши инсанларни өлтүрмәктә, олтурақ районлири вә енергийә ул әслиһәлири башқурулидиған бомбилар билән вәйран қилинмақта» деди.

молдавийәдә токниң әслигә келидиғанлиқини тәкитлигән санду, алақидар органларниң бу йөнилиштики хизмәтлирини давамлаштуруватқанлиқини билдүрди.

молдавийә ташқи ишлар, қошумчә йавропа билән бир гәвдилишиш ишлири министири нику попескуму пайтәхт кишиневни өз ичигә алған пүтүн мәмликәт миқйасида токниң үзүлүп қалғанлиқини байан қилип: «русийәниң украинани рәһимсизләрчә бомбардиман қилиши дөлитимиздә еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқармақта. шуңлашқа, мән русийәниң кишиневдә турушлуқ баш әлчисини министирлиққа чақириш тоғрисида йолйоруқ бәрдим» деди.

украина енергийә ширкити — укренерго, русийә армийәсиниң түнүгүнки ракета һуҗумлири нәтиҗисидә, мәмликәт миқйасида су вә ток тохтап кетиш әһваллириниң көрүлгәнлкиини уқтурғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر