хитайда күндилик вирус билән йуқумлиниш нисбити рекорт йаратти

хитайда күндилик ковид-19 билән йуқумлиниш нисбити вирус тарқанлғандин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәтти.

1910540
хитайда күндилик вирус билән йуқумлиниш нисбити рекорт йаратти

түркийә авази радийоси хәвири: хитай дөләтлик сәһийә комитетиниң байанатиға асасланғанда, хитай чоң қуруқлуқида йеқинқи 24 саәт ичидә йуқумлиниш аламити көрүлгәнләрниң сани 4010 кишигә, аламәтсиз йуқумланғанларниң сани 27 миң 646 гә йәткән вә бир киши йуқум сәвәбидин қаза қилған.

хтайда күздә пүтүн мәмликәт миқйасида  йуқумлиниш көпәйгән болуп, бу йуқумлиниш долқунида омикронниң тарқилишчанлиқи йуқири болған «BA.5.2» тармақ типиниң тарқилиши нуқтилиқ тәсир көрсәткәнлики тәхмин қилинмақта.

хенән өлкисиниң мәркизи җиңҗуда йуқумлиниш контролдин чиққанлиқи сәвәбидин, 8 районда пуқраларға 5 күн бойинчә йемәклик вә давалаш еһтийаҗи сетивилиштин башқа ишлар үчүн өйдин сиритқа чиқмаслиқ чәклимиси қойулди.

гуаңдуң өлкисиниң мәркизи вә хитайниң үчинчи чоң шәһири болған гуаңҗуда болса, хубей өлкисидин ишләшкә кәлгән ишчиларниң карантиндин кейин вақитлиқ панаһлиниш орниға қайтишиға йолға қойулмиғанлиқи вә әмәлий һалда өй-макансиз қалғанлиқи билдүрүлди.

«җәнубий хитай сәһәр почтиси гезити» ниң хәвиридә, қамал қилиш тәдбирлири йолға қойулған хәйҗу наһийәсигә қарашлиқ мәһәллиләрдә олтурушлуқ ишчилардин йуқумланғанлиқи ениқланғанларниң вақитлиқ карантин мәркизигә әвәтилгәнлики, әмма карантин вақти толғандин кейинму ишчиларниң туралғу мәһәллилиригә қайта киришиниң чәкләнгәнлики  уқтурулди.

пайтәхт бейҗиңдики йуқум нисбитиму йуқум башланғандин буйанқи әң йуқири сәвийәгә йәтти. алдини  тәдбирлириниң барғансери күчәйтилгәнлики мәлум.

тәхминән 22 милйон нопуси болған бейҗиңда йеқинқи 24 саәт ичидә кесәллик аламити көрүлгәнләрниң сани 500 гә вә аламәтсиз йуқумланғанларниң сани 1139ға йәткәнлики ениқланди. бейҗиңда, йеқинқи икки күндә күндилик йуқумлиниш сани 1000 дин ешип кәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر